Хитай даирилири чоң қурғақчилиққа тәйяр турушни тәкитлимәктә
2011.02.09
Хәвәрдә ейтилишичә, буғдай чиқидиған шәндуң қатарлиқ районларда, униңдин башқа йәнә хитайниң шимал вә шәрқ тәрәптики районлирида қурғақчилиқ давамлишиватидула әмәс, бәлки барғансери еғирлишиватиду.
Түнүгүн б д т ниң йемәк агентлиқи хитайға агаһландуруш чиқирип, дунядики әң чоң буғдай ишләпчиқарғучиларниң бири болған хитайда, бир айдин буян қурғақчилиқ барғансери еғирлаватиду, буниң бесимида, хитайда йемәк баһаси мушу бир ай ичидила 8% өрләп кәтти, хәлқара йемәк баһасиға селиштурғанда, хитайда һазирқи йемәк баһаси 11-айдикидин 35% юқири, дәп көрсәткән иди.
“ню-йорк таймис” гезитиниң баян қилишичә, хитай гәрчә дуня бойичә әң көп ашлиқ ишләпчиқиридиған дөләтләрниң бири болсиму, әмма йемәк мәсилидә хитайниң дуня билән мунасивити йоқ.
Хитай 2010-йилида хәлқара базардин ашлиқ импорт қилмиди яки хәлқараға ашлиқ експорт қилмиди. Шуниси ениқки, әгәр хитай хәлқарадин йемәк сетивелишқа мәҗбур болуп қалса, у чағда пүтүн дуняниң ашлиқ баһасида зор давалғуш болидиғанлиқи ениқ.