Америка һөкүмити хитайни далай лама билән сөһбәт өткүзүшкә чақирди
2013.02.08
Америка дөләт ишлар министирлиқи баянатчиси векторийә нуланд бу сөзләрни ахбарат елан қилиш йиғинида хитайниң “америка авази радиоси тибәттики өзини көйдүрүш вәқәлиригә қутратқулуқ қилған,” дәп тәнқид қилғанлиқи һәққидә тохталғанда қилған.
У: биз һәр қетимлиқ юқири хитай әмәлдарлири билән учрашқанда асасән омумий кишилик һоқуқ мәсилисидики әндишилиримизни, конкрет тибәт мәсилисини оттуриға қоюп, хитай һөкүмитини далай лама вә униң вәкили билән шәртсиз сөһбәт өткүзүшкә, тибәт хәлқиниң азаб-оқубәтлирини һәқиқий рәвиштә һәл қилип, вәзийәтни пәсәйтишкә чақирип кәлдуқ, деди.
Хитай һөкүмити 2001- йилдин кейин, далай ламаниң вәкиллири билән 9-10 қетим сөһбәт елип барған болсиму, лекин һечқандақ илгириләш болмиған.
Хитай һөкүмити далай ламаниң кәң даирилик аптономийә вә чоң тибәт пиланини рәт қилған. Хитай һөкүмити йеқинда йәнә америка авази радиосини тәнқидләп, униң тибәттики өзини көйдүрүш вәқәлиридә қутратқулуқ рол ойниғанлиқини илгири сүргән.
Бирақ америка авази радиоси өзиниң қутратқулуқ қилғанлиқини дәрһал рәт қилған иди.
Векторийә нуланд йәнә: биз хитай һөкүмәт әмәлдарлирини давамлиқ тибәтләрниң һечқандақ қорқутушқа учримай өз наразилиқини әркин, ашкара вә тинч йоллар билән ипадилишигә йол қоюшқа чақиримиз, дәп көрсәтти.