Далай лама японийә парламент әзалирини тибәткә берип һеқиқи әһвални көрүшкә чақирди
Мухбиримиз меһрибан
2012.11.13
2012.11.13
Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, далай ламаниң доклатини аңлашқа японийә парламент әзалиридин башқа йәнә японийидики тибәт вәзийитигә қизиққучиларму кәлгән болуп, далай ламадин кейин японийә парламент әзалири вәкиллириму тибәттә давамлишиватқан тибәтләрниң өзини көйдүрүп наразилиқини ипадиләш һәрикәтлири вә хитайниң тибәт сиясити һәққидә тохталған.
Далай ламаниң тибәтләрниң өзини көйдүрүш һәрикити һәққидә японийә дөләт мәҗлисидә бәргән доклати хитай һөкүмитини нарази қилған болуп, 13-ноябир чүштин кейин хитай ташқи ишлар баянатчиси хоң лей баянат берип, далай ламани бөлгүнчилик паалийити билән шуғуллиниватиду дәп әйиблиди.