Далай лама америка зияритини башлиди
Мухбиримиз әркин
2009.09.24
2009.09.24
У, түнүгүн 60 - йиллардики америка хәлқ һоқуқи һәрикитиниң рәһбири мартин лутир киң сүйқәсткә учриған қонуқханидики хатириләш мурасимиға қатнишип, мартин лутир киңниң өлүми бир көңүлсизлик, лекин адәмгә илһам беридиған бир вәқә, дегән. Игилишимизгә қариғанда далай лама бу сәпиридә америка вә канадани зиярәт қилип, лама диний тәлимати тоғрисида тәблих сөзләйду.
У бу сәпиридә вашингтонни зиярәт қилиши мумкин. Лекин униң вашингтонда америка президенти барак обама билән көрүшәлмәслик еһтимали бар.
Йеқинда америка президентиниң юқири дәриҗилик бир вәкилләр өмики далай ламаниң дарамсаладики қараргаһини зиярәт қилип, президент обаманиң бу мәсилидики өзүрхаһлиқини йәткүзгән иди. Далай ламаниң америка сәпири обаманиң б д т омуми қурултийида хитай дөләт рәиси ху җинтав билән учришидиған, 11 - айни хитайни зиярәт қилидиған шундақла америка нурғун хәлқара мәсилиләр вә иқтисади саһәдә хитай билән һәмкарлишишқа еһтияҗи чүшүватқан мәзгилгә тоғра кәлгән иди.
Анализчилар, обаманиң далай ламани қобул қилиш иши обаманиң 11 - айдики хитай зияритидин кейинки бир мәзгилгә тоғрилиниши мумкин, дәп қарашмақта.