Далай лама русийидә икки һәптә зиярәттә болмақчи
2012.05.13
Америка авазиниң хәвәр қилишичә, кирсан илимҗиноф, далай ламаниң русйидики буддизми җумһурийәтлиридин қалмақийә вә буриятийә җумһурийәтлирини зиярәт қилип, у йәрләрдики лама буддистлири билән көришидиғанлиқи шуниңдәк йәнә москва вә санктпетербург шәһәрлиридиму зиярәттә болуш пилани барлиқини билдүргән.
Бирақ, сабиқ қалмақ президенти һазирғичә русийә һөкүмитиниң далай ламаға виза беришни қарар қилған яки қилмиғанлиқини ениқ әмәсликини әскәрткән.
Сабиқ қалмақ президенти йәнә русийидики буддистларни өз ичигә алған җамаәтниң далай ламаға виза беришни тәләп қиливатқанлиқи, һәтта бу мәсилидә йеқинда москвада намайиш қилинидиғанлиқи, 2004 - йили русийә далай ламаға виза берип, униң қалмақийини зиярәт қилишиға рухсәт қилған болсиму, әмма москвани зиярәт қилишиға йол қоймиғанлиқини әсләткән. Шу қетимқи зиярәттин кейин, қалмақийә өз пайтәхти әлистада зор көләмдә бир лама ибадәтханиси ясашқа киришип, уни пүттүргән, нөвәттә улар далай ламаниң бу ибадәтханиниң йопуқини ечишни күтмәктә икән.