Далай ламаниң вәкиллири икки күнлүк сөһбәт үчүн бейҗиңға йетип кәлди
Мухбиримиз әркин
2010.01.29
2010.01.29
Америкиниң әң чоң нәшрият әпкарлиридин "нюйорк вақти" гезити җүмә күни хәвәр берип, һәптә ахиридики хитай -тибәт сөһбитиниң интайин сәзгүр бир вақитқа тоғриланғанлиқини, лекин далай лама вәкиллиридин лоди гяри билән келсаң гялтсенларниң шәнбә вә йәкшәнбә күни хитай компартийә әмәлдарлири билән көрүшидиғанлиқидин башқа, сөһбәтниң мәзмуниға даир учурларниң мәлум әмәсликини билдүрди.
Далай ламаниң вәкиллири сәйшәнбә күни хитайға йетип кәлгән болуп, улар бейҗиңға келиштин бурун хунән өлкисидә зиярәт паалийитидә болған иди. Далай ламаниң вәкиллири хитай компартийиси арисидики сөһбәт хитай компартийиси мәркизи комитетиниң тибәт хизмәт йиғини ечилған күнниң кейинки һәптисигә тоғра кәлди. Ху җиңтав тибәт хизмәт йиғинида 2020 - йили тибәт хәлқиниң киши беишиға тоғра келидиған йиллиқ киримини хитайниң мәмликәтлик оттуричә сәвийисигә йәткүзидиғанлиқини елан қилған иди.
Хәвәрләргә қариғанда, һазир тибәт хәлқиниң киши бешиға тоғра келидиған кирими хитайниң мәмликәтлик оттуричә сәвийәсиниң 4 дән бир қисимиға тоғра келидикән.
Лекин"ню-йорк вақти"гезитиниң хәвиридә мутәхәссисләрниң хитайниң тибәт сияситидә көрүнәрлик өзгүриш ясайдиғанлиқи вә һәптә ахиридики сөһбәттә чоң илгирләш болидиғанлиқиға гуман билән қарайдиғанлиқини билдүргән.