Далай ламаниң вәкиллири билән хитайниң мурәссәгә келишидин үмид йоқ

Далай ламаниң вәкиллири түнүгүн хитай билән сөһбәт өткүзгили бейҗиңға кәлди. Бу, тибәтләрниң бейҗиң һөкүмити билән 9‏ - қетимлиқ сөһбити болуп һесаблиниду.
Мухбиримиз вәли
2010.01.27

Ройтрс агентлиқиниң бейҗиңдин баян қилишичә, далай ламаниң вәкиллири бейҗиңға келиштин бир күн бурун, хитай һөкүмити бейҗиңда бәшинчи қетимлиқ тибәт хизмәт йиғини ечип, тибәтни тез тәрәққи қилдуридиғанлиқини, иҗтимаи мулазимәтни яхшилайдиғанлиқини җакарлиған иди.

Буниңға қарита далай ламаниң ярдәмчиси кәдроб тондуп инкас қайтуруп, 'бу қетим икки тәрәп бир - бирини техиму яхши чүшиниши мумкин, әмма мурәссә қилип келишим имзалаштин үмид йоқ,' дегән иди.

Хәвәр дә ейтилишичә, тибәт - хитай сөһбити һазир давамлишиватиду. Әмма хитайдики тибәт тәтқиқат мәркизиниң мутәхәссиси ло руңниң қаришичә, хитай һөкүмити 2020‏ - йилидин бурун, тибәттә асаси қурулушни тезлитиш арқилиқ йезиларниң киримини ашурушқа вәдә бериватиду, әмма тибәтләрниң көзләватқан нишани тибәттә хәлқ турмушини яхшилаш, улар, 'әгәр тибәтләрниң турмуши яхшланмиса, тибәтләр мәңгу арқида қеливериду,' дәп қарайду. Һазир икки тәрәпниң көзлигән нишанида чоң пәрқ бар.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.