Данийиниң хитайда турушлуқ баш әлчиси петерсен уйғур илини зиярәт қилди
2011.03.25
Петерсен 16-март күни башланған 5 күнлүк зияритидә үрүмчидин сирт йәнә, қаримай вә қәшқәр шәһәрлирини қилип, қәшқәрдә уйғур мәдәнийитиниң өзгичиликини көрүшкә муйәссәр болған.
У данийә мәтбуатлириға бәргән бу һәқтики мәлуматида “шинҗаң нурғун риқабәткә дуч келиватқан болсиму, лекин шуниң билән биргә нурғун пурсәткә игә. Бу район данийә ширкәтлирини зор сода пурсити билән тәминләйду. Шинҗаң мәдәнийитиниң өзгичилики кишини һаяҗанға салиду” дегән.
Петерсенниң зиярити 5-июл вәқәсидин зиянкәшликкә учраштин қорқуп явропа әллиригә қечип чиқип панаһлиқ тиләйдиған уйғурлар үзлүксиз көпийиватқан, данийә уйғурлар сиясий панаһлиқ тиләйдиған асаслиқ явропа әллириниң бири болуп қалған бир вәзийәттә елип берилған иди.
Униң үстигә, бу зиярәт явропа парламентиниң йеқинда қарар мақуллап, хитай һөкүмитидин қәшқәрни чеқишни тохтитишни тәләп қилған вә явропа комиссийисини хитайға бесим ишлитишкә чақирған бир мәзгилгә тоғра кәлгән иди.
Баш әлчи петерсен, 17-март күни уйғур аптоном райониниң муавин рәиси күрәш мәқсут билән көрүшкән болуп, районниң иқтисади тәрәққияти, хитайниң ғәрбни ечиш сиясити вә аптоном районниң сиясий тәрәққиятиға даир мәсилиләрни сөзләшкән. Лекин, һәр икки дөләт мәтбуати баш әлчиниң зиярити һәққидики хәвәрлиридә, уларниң аптоном районниң сиясий тәрәққиятиға даир қандақ мәсилиләрни сөзләшкәнлики һәққидә илгириләп мәлумат бәрмигән.
Данийә мәтбуатлириниң хәвәрлиридә баш әлчи петерсенниң зияритиниң, йәрлик әмәлдарлар билән болған мунасивәтни күчәйтип, зиялийлар вә оқуғучилар билән учришишни алға сүрүш, данийиниң сода мәнпәитини қоғдаш, аммиви җәмийәтләр вә программиларға илһам беришни мәқсәт қилидиғанлиқини илгири сүргән.