Копенһагенда гуннар яриң вапатиниң 10 йиллиқиға беғишланған “қәшқәргә қайта зиярәт” темисида бир муһакимә йиғини өткүзүлмәкчи
Мухбиримиз җүмә
2012.04.21
2012.04.21
Йиғинни копенһаген университети асия тәтқиқат мәркизи уюштурған болуп, йиғин 10 - майдин 12 - майғичә икки күн ичилидикән.
Йиғинға америка, данийә, японийә, әнглийә вә түркийә қатарлиқ дөләтләрдики түрколог вә уйғуршунас тәтқиқатчилар қатнишидикән.
Йиғинға уйғур алими әсәт сулайманвә доктор раһилә давутниңму қатнишидиғанлиқи илгири сүрүлмәктә.
Гуннар яриң шветсийилик дипломат вә түрколог. У өзиниң аспирантлиқ илмий мақалисини тамамлаш үчүн 1929 - ,1930 - йиллири арилиқида қәшқәргә кәлгән вә уйғур тилини тәтқиқ қилған.
Униң уйғурлар һәққидә язған илмий әсәрлирини интайин көп, у 1978 - йили қәшқәргә қайта келиш пурситигә еришкә вә 29 - йилидики көргән билгәнлири асасида “қәшқәргә қайта сәпәр” намлиқ әсәрни язған. Униң бу әсири уйғурларға бирқәдәр көп тонуштурулған әсәрләрниң бир дәп қарилиду.
Гуннар яриң 2002 - йили 29 - май вапат болған иди.