Хитай үрүмчи вә ақсу қатарлиқ җайларда сахта дориларни тазилаш һәрикити елип барди
Мухбиримиз үмидвар
2011.11.20
2011.11.20
Шинхуаниң нәқил кәлтүрүшичә бу һәрикәткә 80 нәччә нәпәр җамаәт хәвпсизлик хадими қатнашқан болуп, бәш сахта дора сетиш шайкисини бирақла қолға чүшүргән. Бу һәрикәттә сақчилар сәккиз сахта дора ясаш орнини вәйран қилған һәмдә 170 миң юән қиммитидики 62 хил сахта дора түрини қолға чүшүргән.
Мәлум болушичә, сахта дора ясап сетиш пүтүн хитай бойичә узундин буян омумий йүзлүк давамлишип, күндин-күнгә еғирлишиватқан мәсилә болуп, уйғур ели тәвәсидә сахта дора содигәрлири вә ясиғучи шайкиларға кәң көләмлик һәм даим зәрбә бериш һәрикәтлири елип берилмиғанлиқтин, уйғур қатарлиқ хитай әмәс милләт пуқралириниң сахта дориларниң зийиниға учрап, һаяти вә саламәтлики җиддий тәһдитләргә дуч келиш әһвали бир қәдәр еғир болған.
Һәтта бәзи сәһийә хадимлири вә сәһийә тармақлириниңму сахта дора сатқучилар билән астиртин тил бириктүрүш вә яки мәсилигә сәл қараш әһвали мәвҗутлуқи тәнқид қилинған иди.