Әһмәт давудоғлу ши җинпиң билән болған учришишида уйғурларниң икки дөләт арисидики достлуқ көврүки икәнликини тәкитлиди

Түркийә ташқи ишлар министири әһмәт давудоғлу дүшәнбә күни хитайниң муавин дөләт рәиси ши җинпиң билән учрашқан. Учришиш хитай хәлқ қурултейиниң шинҗаң залида елип берилған.
Мухбиримиз ирадә
2010.11.01

Шинхуа агентлиқи бу һәқтики хәвәр қилишичә, ши җинпиң учришиштики сөзидә келәр йили түркийә билән хитайниң дипломатик мунасивәт орнатқанлиқиниң 40 йиллиқи мунасивити билән икки дөләт арисидики истратегийилик ортақлиқни күчләндүрүп, ортақ тәрәққиятни әмәлгә ашурушни тәкитлигән. Ши җинпиң йәнә, "шәрқий түркистан бөлгүнчилириниң уйғур райониниң тинч тәрәққиятиға зиян йәткүзүватқанлиқи" ни, хитайниң дөләтниң пүтүнлүкини қәтий қоғдайдиғанлиқини ейтқан.

Түркийә ташқи ишлар министири әһмәт давудоғлу болса учришишта өзиниң қәшқәр вә үрүмчидики зияритидин интайин мәмнун болғанлиқини, уйғурларниң икки дөләт арисидики достлуқ көврүки икәнликини тәкитлигән.

Шинхуа агентлиқи бу һәқтики хәвиридә, "түркийә шәрқий түркистан бөлгүнчилириниң түркийә земинидики һәрқандақ паалийитигә йол қоймайдиғанлиқи, үч хил күчләргә ортақ зәрбә беридиғанлиқи һәққидә вәдә бәрди" дәп баян қилған.

Әмма, түркийидики "гезит 5" қатарлиқ ахбарат вастилирида бу һәқтә чиққан хәвәрләрдин мәлум болушичә, давудоғлу ши җинпиң билән учришишида уйғурларниң түрк хәлқниң туғқини икәнликини, түркийиниң уйғурлар билән болған мунасивәтни тәрәққий қилдурушни арзу қилидиғанлиқини тәкитлигән. У уйғурларни түркийә билән хитай арисидики һәмкарлиқ мунасивитидә бир көврүк дәп қарайдиғанлиқини вә уйғурлар билән мәдәний мунасивәтлирини тәрәққий қилдурушни арзу қилидиғанлиқини оттуриға қойған.

Игилинишичә, түркийә ташқи ишлар министири әһмәт давудоғлу әтә хитай ташқи ишлар министири яң җечи билән учрашқандин кейин, мәхсус айропилан билән түркийигә қайтидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.