Хотән шәһиридә ропаш аяллар сода - сарайларға кириштин чәкләнмәктә

Хотән вилайитидики һәр дәриҗилик һөкүмәт органлириниң хотәндә диний йосунда кийингән аялларни кәмситиш характерлик тәләпләрни оттуриға қойғанлиқи ашкариланмақта.
Мухбиримиз ирадә
2012.06.21


Һөкүмәт даирилириниң бу хилдики тәләплири рошән көрситилгән бир уқтуруш йеқинда хотән шәһиридики сода сарайлирида көзгә челиққан.

Буларниң типик мисаллиридин бири хотән вилайәтлик “алтун юлтуз” сода чәклик мәсулийәт ширкити тарқатқан бу хилдики бир уқтуруш болуп, униңда мундақ дейилгән: диний пурақни суслаштуруш, диний муһитни саплаштуруп вә базар тәртипини қоғдаш үчүн вилайәтлик партком мәмурий мәһкимә вә шәһәрлик партком хәлқ һөкүмитиниң тәлипигә асасән ропаш аялларниң сода - сарай, тиҗарәт орунлириға кириши мәни қилиниду. Сода - сарайларда диний пурақ алған кийим - кечәкләрни сетиш мәни қилиниду. Һәрхил қанунсиз үн - син материяллирини сетиш мәни қилиниду.

2012 - Йили 6 - айниң 11 - күни тарқитилған бу уқтуруш чәтәлдики тор бәтләрдә қоюлғандин кейин, уйғурлар арисида күчлүк инкас қозғиди. Улар буни уйғурларниң миллий өрп - адәтлири, кишилик һоқуқиға қилинған таҗавуз, дәп тәнқидләшти.

Техи йеқиндила қәшқәр вилайәтлик аяллар комитетиму аяллар бешиға яғлиқ салмаслиққа үндилидиған мәзмундики “гүзәл җамалимизни намаян қилип, сумбул чачлиримизни ләпилдитәйли” дәп йезилған бир лозункини қәшқәрдики коча - койларға асқан. Дуня уйғур қурултийи бу хил һәрикәтләр уйғур аяллириға қилинған һақарәт, дәп әйиблигән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.