Баянатчи дилшат ришит уйғур оқуғучилириға қаритилған диний чәклимиләрни әйиблиди

Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит бүгүн радиомиз арқилиқ баянат берип, даириләрниң уйғур оқуғучилириға қарита диний етиқад җәһәттә түрлүк чәклимиләрни қоюп, уйғурларға қарита динсизлаштуруш сиясити йүргүзүватқанлиқини әйиблиди.
Мухбиримиз меһрибан
2013.01.22

Дилшат ришит дуня уйғур қурултийи йеқинда ғулҗидин игилигән әһвалларни баян қилип, ғулҗа наһийә долан деһқанчилиқ мәйдани оттура мәктипиниң 2013-йили 10-январ қишлиқ тәтил һарписида оқуғучилар вә уларниң ата-анилирини “оқуғучиларниң динға етиқад қилмаслиқ, мәсчитләргә кирмәслик әһдинамиси”гә қол қоюшқа мәҗбурлаш қилмишиниң хитай өзи елан қилған пуқраларниң динға етиқад қилиш әркинлики һәққидики қануний бәлгилимиләргә хилап қилмиш икәнликини тәкитләп, даириләрниң бу қилмишиниң уйғурларни динсизлаштуруш сияситиниң ялиңач ипадиси икәнликини тәкитлиди.

Ғулҗа наһийә долан деһқанчилиқ мәйдани оттура мәктипи оқуғучилар башқармиси 10-январ күни қишлиқ тәтил һарписида оқуғучиларға 10 маддилиқ әһдинамә тарқитип, ата-анилардин бу әһдинамигә қол қоюшни тәләп қилған. Радиомиз тапшурувалған әһдинаминиң әсли нусхисида баян қилинишичә, ата-аниларни оқуғучиларниң қишлиқ тәтил мәзгилидә вә униңдин кейинки мәзгилдә бу әһдинамидә бәлгиләнгән, намаз оқумаслиқ, мәсчиткә кирмәслик, диний түс алған кийимләрни киймәслик, роза тутмаслиқ, қуран оқумаслиқ, йәр асти диний мәктәпләрдә тәлим алмаслиқ, милләтләр иттипақлиқиға хилап қилмишларда болмаслиқ, өсәк сөз тарқатмаслиққа капаләтлик қилиш тәләп қилинған.

Әһдинамидә йәнә ата-анилар агаһландурулуп, әһдинамидики бәлгилимиләргә хилаплиқ қилғучиларниң қилмишиниң еғир-йеникликигә қарита җәриманә қоюлидиғанлиқи, һәтта қануний җавабкарлиққа тартилидиғанлиқиму уқтурулған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.