Хитай 9 ‏- қетим америкиниң 'диний әркинликни бастуруватқан дөләтләр' тизимликигә киргүзүлди

Америка ташқи ишлар министирлиқи бүгүн дунядики диний әркинлик вәзийити һәққидә 2010‏ - йиллиқ тәкшүрүш доклати елан қилди. Бу доклатта 135 дөләтниң диний әркинлик вәзийитигә баһа берилгән.
Мухбиримиз вәли
2010.11.17

Бу доклатта хитайни 'уйғурларға қарита әң еғир диний зиянкәшлик қилди, уйғурларниң намаз оқушиға қарита һәрхил чәклимә қоюпла қалмай, дини китаблириниму көйдүрди, һәтта әнәниви миллий кейимлириниму чәклиди. Тибәтләрниң дини паалийәтлириниму кәң күләмдә бастурди. Фалунгоң, католик қатарлиқ қанунлуқ диний тәшкилатларға қаритаму бастуруш сиясити қолланди' дәп әйиблиди.

Америка ташқи ишлар миниситирлиқи һәр йили бир қетим елан қилидиған бу диний әркинлик вәзийити һәққидики тәкшүрүш доклатидин мәлум болушичә, бу, хитайниң уда 9 қетим диний әркинликни бастуруватқан дөләт тизимликигә киргүзүлүши болуп һесаблиниду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.