Үрүмчидә бир сода базириға от кәтти
2011.04.18
У бина үрүмчи җәнубий пойиз истансисиға йеқин җайда, хитайлар чәнтаңҗаң дәп нам қоювалған бир кочиға җайлашқан.
Хитайниң үрүмчи от өчүрүш мәркизи әтигән саәт 10 йеримда, бу бинаниң 11-қәвитидин 13-қәвитигичә болған арилиқтики туралғу өйләрдин от учқунлири чиқишқа башлиғанда андин буйруқ буйруқ тапшурувелип, һәр қайси өт өчүрүш органлиридин 9 от өчүрүш әтрити, 44 от өчүрүш аптомобили вә 170 тин артуқ от өчүрүш хадимини сәпәрвәр қилған.
Хәвәрдә ейтилишичә, үрүмчидики тйәнбав хәлқара сода базири дегән бинаниң 1-қәвитидин 4-қәвитигичә һәммиси зибузиннәт буюмлири сетилидиған базар. 5-Қәвитидин 23-қәвитигичә һәммиси туралғу, әмма бу туралғулар ичидә йәнә һәрхил органларниң ишханилири вә искилатлири бар.
Бүгүн от өчүрүш әтрәтлири бу бинада қамилип қалған аһалиләрни шота билән чүшүрүп, бинаниң астидики тез давалаш понкитлирида давалашқа башлиған. Йәнә 100 дин артуқ аһалини тарқақлаштурған.
Учур архиплириға қариғанда, 2008-йили 1-айниң 20-күни ,мушу күчидики дехуй топ сетиш бинаси дәп атилидиған бир сода базириға от кәткән болуп, апәт чиқимини пүтүнләй аптоном район төләп бәргән икән.