Дуня банкиси хитайни аста характерлик кесәлликләргә диққәт қилишқа агаһландурди
2011.07.26
Доклатта ейтилишичә, хитайдики 80 пирсәнт кишиниң өлүмигә өпкә раки, сәктә, йүрәк вә қан шикири қатарлиқ аста характерлик кесәлликләр сәвәб болидикән. Һалбуки, бәзи тәдбирләр арқилиқ бу хил кесәлликләрниң омумлишип кетишиниң алдини алғили болидикән.
Мәсилән, тамака беҗини өстүрүп, тәннәрхни ашуруш арқилиқ, истемалчиларниң санини азайтиш буниңдики үнүмлүк тәдбирләрниң бири һесаблинидикән.
Мәлум болушичә, хитайда тамакиға қоюлған баҗ 30 пирсәнткиму йәтмәйдиған болуп, явропада болса тамака мәһсулатлириға 65-80 пирсәнткичә баҗ қоюлидикән. Дуня банкиси доклатида әскәртип, әгәр хитай буниңға җиддий қарап, әмгәк қилалайдиған, асасий ишләпчиқириш күчиниң саламәтликигә диққәт қилмиса, буниң хитайда иқтисадий ақивәтләрдин сирт, иҗтимаий ақивәтләргиму сәвәб болидиғанлиқини билдүрди.
Хитайда 300 милйондин ошуқ адәм тамака истемал қилидиған болуп, у дунядики биринчи тамака истемал дөлити вә шундақла експорт дөлити. Хитай техи бу йил 5-айдин тартип, үсти итик болған аммиви сорунларда тамака чекишни чәклигән иди.