Д у қ хитайниң башәгим, алатав шәһәрлирини қуруш пиланини тәнқид қилди
2012.12.31
Д у қ баянатчиси дилшат ришитниң илгири сүрүшичә, бу пилан хитай көчмәнлириниң йәниму көпләп орунлаштурулуп, йәрлик хәлқниң давамлиқ аз санлиқ орунға чүшүп қелишини еғирлаштуруп қалмайду. Бу йәнә, уйғурлардики ишсизлиқни көпәйтип, муһитни, уйғурларниң мәдәнийәт турмуш усулини илгириләп бузғунчилиққа учритиду.
Ахбарат васитилириниң хәвәр қилишичә, хитай дөләт кабинети йеқинда уқтуруш чүшүрүп, уйғур аптоном районидики алатав вә башәгимни наһийә дәриҗилик шәһәр қилип тәсис қилиш тоғрисидики илтимасини тәстиқлиған. Башәгим шәһири уйғур аптоном райониниң башқурушида болидиғанлиқини, алатав шәһирини бортала моңғул аптоном области башқуридиғанлиқини елан қилған иди.
Дилшат ришитниң билдүрүшичә, хитайниң өлчимигә асасланғанда наһийә дәриҗилик бир шәһәрниң нопуси аз дегәндә 200 миңдин аз болмаслиқи керәк. У, уйғурлар топлишип яшайдиған йәкән, куча қатарлиқ шәһәрләрниң наһийә дәриҗилик шәһәр болушқа шәрти тошсиму, бирақ хитай башәгим, алатавға охшаш шәрткә тошмайдиған җайларни шәһәр қилип қурушта, хитай нопусини бәхираман йөткәшни асаслиқ өлчәм қилған, дәп көрсәтти.