Дуня уйғур қурултийи қатарлиқ органлар җәнвәдә йиғин чақиридиғанлиқини уқтурди

Дуня уйғур қурултийи, хәлқара вакаләтсиз милләтләр тәшкилати вә америка кишилик һоқуқни илгири сүрүш фонди қатарлиқ органлар бирлишип, алдимиздики 3 - айда җәнвәдә илмий муһакимә йиғини уюштуридиғанлиқини елан қилди.
Мухбиримиз ирадә
2012.12.27


Йиғинниң темиси “хитайниң йеңи рәһбәрлири: шәрқий түркистан, тибәт вә моңғулийидә кишилик һоқуқ вә демократийигә қаритилған риқабәт” болуп, йиғин 11 - марттин 13 - мартқичә ечилидикән. Нөвәттә хитайдики йеңи рәһбәрләр алмишиштин илгири хитайда бундин кейин қандақ сиясәт йүргүзүлидиғанлиқи, йеңи рәһбәрләрниң хәлқниң тәләплиригә қулақ салидиған - салмайдиғанлиқи көзәткүчиләр қаттиқ диққәт қиливатқан бир мәсилә. Дуня уйғур қурултийи бүгүнки баянатида, хитайдики уйғур, тибәт вә моңғулға охшаш милләтләрниң вәзийитиниң техиму җиддийликини әскәртип, хитайниң нвөәттики вәзийитиниң һәл қилғуч басқучта икәнликини тәкитлигән.

Йиғин, хитайниң аз санлиқ милләтләргә қаратқан бесим сиясити вә шундақла хитай демократийә һәрикити учраватқан йеңи риқабәтләрни тәһлил қилишни вә шундақла бундин кейин йеңи бир истратегийилик пилан түзүп, өз - ара һәмкарлиқни илгири сүрүшни мәқсәт қилидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.