Җәнвәдә уйғур кишилик һоқуқ вәзийити д у қ келидиған риқабәтләр музакирә қилиниду
2013.02.06
Дуня уйғур қурултийиниң мәлуматиға қариғанда, “хитайниң йеңи рәһбәрлик қатлими: шәрқий түркистан, тибәт, ички моңғулдики кишилик һоқуқ, демократийә вә әркинлик дуч келидиған риқабәтләр” намлиқ бу йиғин бу йил 11-марттин 13-мартқичә җәнвәдә ечилидикән.
Йиғинни хәтәр астидики милләтләр тәшкилати, вакаләтсиз милләтләр тәшкилати вә америка демократийини илгири сүрүш фонди җәмийити бирликтә уюштуридикән.
Мәлуматта мундақ көрситилгән: “юқириқи районларда кишилик һоқуқ дәпсәндичилики кәң омумлашқан болсиму, хитай һөкүмитиниң буниңға қарита тәдбир алмаслиқи яки уларниң һәқлиқ тәләплиригә қулақ салмаслиқи уйғурлар, тибәтләр вә моңғулларниң изчил қаршилиқ намайиши уюштурушиға сәвәб болмақта. Бу хилдики коча намайишлири райондики хитайлар билән уйғур, тибәт вә моңғуллар арисидики җиддийликни улғайтмақта.”
Мәлум болушичә, йиғинда хитай рәһбәрлик қатлиминиң уйғур, тибәт вә моңғул районлирида барғанчә улғийиватқан наразилиқ һәрикәтлиригә қандақ инкас қайтуридиғанлиқи асаслиқ музакирә қилинидикән.
Йиғинда йәнә, хитай демократлири дуч келиватқан мәсилиләргиму қарап чиқилидикән.