Тонулған музикант әбәйдулла турди вапат болди
Мухбиримиз үмидвар
2009.01.04
2009.01.04
Игилинишләргә асасланғанда, әбәйдулла турдиниң вапати уйғур музика сәнити саһәсидики бир йоқитиш дәп қаралған болуп, мәрһум 1965 - йилидин тартип, таки һазирғичә бир өмүр тиятирчилиқ вә музика иҗадийити билән шуғуллинип, көплигән нахша - музикиларни иҗад қилған һәмдә вайиға йәткүзүп орундап, хәлқниң һөрмитигә еришкән.
Әбәйдулла турдиниң тиришчанлиқи вә әмгики билән уйғур опера, драма һәм кино тарихидики бир қисим муһим әсәрләрниң музикилири ишләнгән, униң "салам сизгә муәллим", "бир өмүр яриң болай", "ана вәтән" қатарлиқ бир түркүм нахша - музика иҗадийәтлири хәлқ ичигә кәң тарқалған иди.
Әбәйдулла турди 1941 - йили ғулҗида туғулған болуп, бейҗиңдики мәркизий тиятир институтини тунҗи қетим пүттүргән, кәспий хадимлардин бири иди.
Һәр қандақ бир милләт өзиниң сиясий, мәдәнийәт вә иқтисадий тәрәққияти һәм гүллинишигә һәссә қошқан пәрзәнтлирини һөрмәтләйду. Уйғурларму өзлириниң әнә шундақ пәрзәнтлирини қәдирләйду.