Уйғур районидики әмәлдарлар аилә-тавабатиға қарита “пак-диянәтлик җора тәрбийиси” елип берилмақта

Тәңритағ торниң бүгүнки бир хәвиридә ашкарилинишичә, уйғур районида нөвәт алмаштуруш сайлимини мувәппәқийәтлик елип бериш үчүн бир қатар йеңи тәшвиқат вә тәрбийә хизмәтлири ишләнгән болуп, хәвәрдә булардин бири “пак диянәтлик җора болуш” тәрбийиси дәп тилға елинған.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.09.19

Бүгүнгә қәдәр хитайниң тәшвиқат сепидә пак-диянәтлик рәһбирий кадир вә пак-диянәтлик партийә әзаси қатарлиқ тәрбийә паалийәтлири елип берилған, пак-диянәтлик җора болуш тәрбийисиниң елип берилиши тунҗи қетимдур.

Әмма, хәвәрдә пак-диянәтлик җора болушниң конкрет шәртлири тилға елинмиған, пәқәт әмәлдарларниң җөрилиригә мәхсус ибрәт материяллири тарқитилғанлиқи очуқ әскәртилгән.

Амма арисидики шикайәтләрдин мәлум болушичә, иш беҗиргәндә қаидә вә қанунларға тайинишниң орниға җорсиниң хаһиши бойичә қарар бериш-хитай җәмийитидики хели бир қисим әмәлдарлар арисида, болупму парихор әмәлдарлар арисида давамлиқ учрап туридиған бир мәсилидур.

Мәзкур мәсилиниң бу қетимқи сайлам давамида мәхсус күнтәртип игилиши мәзкур мәсилиниң омумийлиқ дәриҗисини әкс әттүрмәктә. Болупму, хитай компартийисиниң өз сепидики мәвҗут мәсиләрни һәл қилишта чарисиз қеливатқанлиқини көрсәтмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.