Әнглийә қирғизистанниң һәрбий җәһәттин күчийишигә ярдәм бериду
2011.08.28
Русийә регнум учур агентлиқиниң хәвәр қилишичә, әнглийә мудапиә министирлиқи вәкилләр өмики қирғизистан мудапиә министири руслан қазақбайеф билән көрүшкән болуп, икки тәрәп йәнә қирғизистан армийисиниң төвән дәриҗилик офитсерлирини тәрбийиләш һәққидиму пикир бирлики һасил қилған. Әнглийә тәрәп йәнә дөләт чегрилирини қоғдаш, таможна башқуруш қатарлиқ саһәлиридики тәҗрибилирини қирғизистан тәрәпкә өгинидикән.
Йеңи иш башлайдиған әнглийә әлчиханиси йәнә буниңдин кейин қирғизистан билән район бихәтәрликини күчәйтиш, җүмлидин террорчилиққа, зәһәрлик чекимлик әткәсчилики, әсәбийлик һәмдә хәлқаралиқ тәшкиллик җинайәтчиликкә қарши күрәш саһәлири бойичиму қирғизистан билән һәмкарлишишни үмид қилидиғанлиқини билдүргән.
Қирғизистан нөвәттә йеңи президент сайлимиға тәйярлиқ қилмақта, йәнә икки айдин кейин бу дөләт өзиниң йеңи президентини сайлап чиқиду шуниңдәк һакимийәт тәқсиматида йәнә өзгиришләр болидиғанлиқи пәрәз қилинмақта.