Әнқәрәдики америка әлчиханисиға қаритилған һуҗумни бир радикал солчи тәшкилат қилған
2013.02.01
Әлчиханиниң кириш ишикидә йүз бәргән партлаш вәқәсидә һуҗумчи билән биргә бир түрк муһапизәтчи өлгән. Аз дегәндә бир киши еғир яриланған иди.
Әрдоған: террорлуқ һуҗумни “инқилабий хәлқ азадлиқ партийиси фронти” намлиқ түрк радикал солчи тәшкилати тәшкиллигәнлики ениқ, дәп көрсәтти.
Түркийә ахбарат васитилириниң илгири сүрүшичә, вәқәни пәйда қилған гумандар әҗәвит шанли, 1997-йили истанбул сақчи идарисигә һуҗум қилиш вәқәсигә четилип бир қетим қолға елинған. 2000-Йили мәһбусларниң ачлиқ елан қилиш һәрикитигә қатнашқан. У, 2001-йили кесәллик сәвәбидин қоюп берилгән.
Әрдоған вәқә билән сүрийиниң четишлиқи барлиқиға еһтимал бәрмәйдиғанлиқини билдүрди.
Америка вәқә йүз бәргән һаман америка әлчиханиси дәрһал аманлиқ тәдбирлирини алған. Әлчиханиниң барлиқ кирип-чиқиш еғизлирини қамал қилип, әлчихана хадимлирини тарқақлаштурған.
Марксизм-ленинизм идеологийисидики мәзкур партийә аталмиш ғәрб империализминиң контроллуқидики түркийә һөкүмитини демократик вә зораванлиқ васитиләргә тайинип йоқитишни өзигә нишан қилған.
Америка ташқи ишлар министирлиқи мәзкур партийини террорлуқ тәшкилатлар тизимликигә киргүзгән иди. Америкиниң ақ сарай баянатчиси җей карней шу күни вәқәниң “наһайити ениқ бир террорлуқ һуҗум” икәнликини билдүргән.