Тәтқиқатчи чен хенәндә қан арқилиқ юқумланған әйдиз бимарлири һәққидә очуқ хәт елан қилди
2012.09.25
У хетидә өткән әсирниң 90-йиллирида, хенәндә йүз бәргән қан арқилиқ юқумланған әйдиз бимарлири мәсилисидә биваситә җавабкарлиқи бар дәп қаралған, һазирқи хитай сиясий бюро әзаси ли чаңчүн вә 18-қурултайдин кейин хитай баш министири вәзиписигә тәйинлиниш алдида турған ли кечаңниң әйдиз кесилиниң қан арқилиқ тарқилишидики мәсулийитини сүрүштүрүшни тәләп қилған.
Хәттә баян қилинишичә, 90-йилларда хенәндә өлкә башлиқи вәзиписини өтигән ли кечаң вә шу йилларда хенәндә “қан җәвһири иқтисади” ни тәшәббус қилған ли чаңчүн қатарлиқ әмәлдарларниң, шу йилларда хенәндә йүз бәргән 300 миң адәмниң қан арқилиқ әйдиз вируси билән юқумлиниш, 100миң адәмниң әйдиз кесили билән өлүшидәк паҗиәдә биваситә җавабкарлиқи болсиму, әмма бу мәсилә һазирғичә сүрүштүрүлмигән, қан сетиш сәвәбидин юқумланған әйдиз бимарлириғиму һечқандақ төләм берилмигән.
Мәзкур хәтниң аптори чен фамилилик сәһийә хадими бүгүн әркин асия радиосиниң зияритини қобул қилип, хенәндә йүз бәргән қан арқилиқ юқумланған әйдиз бимарлири мәсилисидә биваситә җавабкарлиқи бар әмәлдарларниң полаттәк пакит туруқлуқ, 20 йилғичә қануний җазаға тартилмаслиқида, уларниң арқисида күчлүк арқа тирики барлиқидин икәнликини тәкитлиди.
Чен әпәнди баянида, өзиниң һазирғичә хитай һөкүмитигә бу һәқтә йәттә қетим доклат йоллиған болсиму, әмма 4-қетимлиқ доклаттин кейин даириләр уни сақчилар арқилиқ агаһландуруп тәһдит қилип кәлгәнликини, шуңа өзиниң рак кесилиниң ахирқи мәзгилидә туруватқан бүгүнки күндә очуқ хәт елан қилиш йоли арқилиқ ашу әйдиз бимарлири үчүн адаләт тәләп қилиш қарариға кәлгәнликини билдүрди.