Франсийә парламенти 1962-йилидики алҗирийиликләрни қирғин қилиш вәқәсидики мәсулийитини тонуш алдида
Мухбиримиз ирадә
2012.10.25
2012.10.25
Ройетрсниң хәвәр қилишичә, парламенттики мәзкур лайиһини қоллайдиған парламент әзалири франсийиниң йиллардин бери һәқиқәттин өзини қачуруп кәлгәнликини, әмди тарихи билән йүзлишидиған вақитниң йетип кәлгәнликини ейтқан. Буниңға қарши чиққучилар болса, буни тонушниң тарихтики өчмәнликни қайта улғайтиветидиғанлиқини илгири сүрүш арқилиқ мәсулийәтни тонуштин өзини қачуруп кәлгән.
Мәзкур қарар, әйни вақитта франсийә ишғалида қалған алҗирийә, тунис вә маракәшликләрни хурсән қилған. Буниң алҗирийә-франсийә мунасивәтлиригиму баһар шамили әп келидиғанлиқи билдүрүлмәктә. Мәзкур қарарниң чиқишида парламенттики сотсиялист қанатниң роли чоң болған. Франсуз һөкүмитиму қарарни қоллайдиғанлиқини билдүргән.