Германийилик сиясәтчиләр меркилниң хитай зияритидә кишилик һоқуқни чәткә қайрип қоймаслиқини тәләп қилди

Германийә йешиллар партийисиниң рәиси клавдийә рус, германийә баш министири меркилниң хитай зияритидә кишилик һоқуқ мәсилисини музакирә қилишини тәләп қилған.
Мухбиримиз әркин
2012.08.29

Рус германийә “рейин почта гезити” ниң зияритини қобул қилип: биз меркилниң бу қетимлиқ хитай сәпиридә ноқул иқтисади мәнпәәтни асаслиқ орунға қоюп қалмай, хитай тәрәп билән кишилик һоқуқ мәсилиси вә хитайниң сүрийидики әсәд һөкүмитини қоллаватқанлиқ мәсилисини музакирә қилишини үмид қилимиз, дегән.

Клавдийә рус билән биргә йәнә, германийә федирал парламенти кишилик һоқуқ вә инсанпәрвәрлик ярдәм комитетиниң рәиси там коенигсму меркелға чақириқ қилип, хитай билән кишилик һоқуқ мәсилисини сөзлишишни тәләп қилған. Кишилик һоқуқ комитетиниң йешиллар партийисидин болған мәзкур рәһбири, германийә радиосиниң зияритини қобул қилғанда әскәртип, меркилниң ноқул иқтисади мәсилиләргә мәркәзлишип қалғанлиқини, лекин сөз әркинликиниң йеқиндин буян хитайда қаттиқ чәклимигә учриғанлиқини билдүргән.

Там коенигс, меркилниң хитайға кишилик һоқуқниң чәк-чегрисини көрситип бериши, хитай кишилик һоқуқ тәшкилатлирини қоллаш керәклики вә лю шавбо мәсилисини оттуриға қоюши қатарлиқларни тәләп қилған. Меркилниң хитай зиярити пәйшәнбә күни башлиниду. Буниңдин бир қанчә күн илгири хитайда хизмәт қилидиған бир қисим германийилик мухбирлар меркилға хәт йезип, хәвәр бериш әркинликигә капаләтлик қилишни тәләп қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.