Дуня уйғур қурултийи ғайиб болған уйғурлар һәққидә учур беришни тәләп қилди

Дуня уйғур қурултийи б д т мәҗбурий из - дерәксиз йоқитиветилгәнләрни хатириләш күни мунасивити билән баянат елан қилип, хитай һөкүмитидин “5 - июл вәқәси” дин кейин ғайиб болған уйғурлар һәққидә учур беришни тәләп қилди.
Мухбиримиз җүмә
2012.09.01


Қурултай баянатида хитай һөкүмитиниң мәҗбурий йоқитиветиш тактикисини системилиқ ишқа селип уйғурларниң авазни җимиқтурушқа урунуватқанлиқини оттуриға қойди.

Баянатта нәқил қилишичә, дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим мундақ деди: нурғун уйғурлар мәҗбурий йоқ қиливетилгән қериндашлириниң дерики, әһвали вә кейинки тәқдири һәққидә мәлумат елишқа көп қетим тиришқан болсиму, бәхткә қариши уларниң бу хил тәләплири рәт қилинди яки нәзәргә елинмиди.

Рабийә қадир ханимниң илгири сүрүшичә, 2009 - йилидин буян 10 миң уйғур из - дерәксиз ғайиб болған.

Қурултай баянатида хитай һөкүмитиниң мәҗбурий йоқитиветилгән уйғурлар һәққидә учур беришни рәт қилип, хәлқаралиқ мәҗбурийәтлиригә хилаплиқ қиливатқанлиқини әйблиди вә хәлқара җәмийәтни хитайға бесим ишлитишкә чақирди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.