“ғәрбниң газини шәрққә йөткәш 3‏-линийиси” дә қурулуш башланған

Уйғурларниң қаттиқ наразилиқини қозғиған “ғәрбниң газини шәрққә йөткәш туруба қурулуши” ниң 3‏-линийисидә йеқинда рәсмий қурулуш башланған.
Мухбиримиз әркин
2012.10.19

Уйғур елиниң қорғас наһийисидин башлинип, хитайниң гәнсу, ниңша қатарлиқ 10 өлкә-аптоном районини бесип өтидиған мәзкур туруба йолиниң омумий узунлуқи 7378 километир болуп, ахирқи мәнзили фуҗоға йетип бариду. Мәзкур қурулушқа хитай дөләтлик нефит ширкити қатарлиқ орунлар мәбләғ салған. 20 Милярд долларға йеқин мәбләғ селинған бу қурулушниң 2015‏-йилдин бурун пүтүп чиқиши пиланланған.

Шинхуа ахбарат агентлиқиниң ашкарилишичә, мәзкур туруба йоли йилда 30 милярд куб метир газ йөткәш иқтидариға игә. Әгәр туруба йоли пүтүп чиқип ишқа кириштүрүлсә, оттура асия әллиридин сетивелинидиған 25 милярд куб метири газ вә уйғур елидин қезилидиған 5 милярд куб метир газ, мушу туруба йоли арқилиқ ички өлкиләргә йәткүзүлидикән.

“ғәрбниң газини шәрққә йөткәш туруба қурулуши” ниң 1‏-линийиси 2004‏-йили пүтүп ишқа киришкән. Мәзкур линийә уйғур елиниң бүгүн наһийисидин башлинип, шаңхәйгә туташқан. 2‏-Линийиси болса уйғур елидин гуаңдуңға туташтурулған иди.

Бирақ мәзкур газ туруба қурулуш, уйғур тәшкилатлириниң вә муһитни қоғдиғучиларниң изчил тәнқидигә учрап кәлгән. Мәзкур қурулушни тәнқид қилғучилар, униң уйғурлар пайда йәткүзмәйла қалмай, уларниң турмуш усули, мәдәнийити вә муһитиға бузғунчилиқ қилғанлиқини илгири сүрүп кәлди.

Хитай дөләт кабинети газ туруба йолиниң 3‏-линийиси қурулушини бу йилниң башлирида тәстиқлиған. Мәзкур қурулушниң 52% мәблиғини хитай дөләтлик нефит ширкити салған. Қалған қисмини “бавән” полат төмүр гуруһи билән хитай иҗтимаий суғурта фонди үстигә алған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.