Мухбир ғәйрәт ниязниң сотлинидиғанлиқи һәққидики хәвәр хәлқара мәтбуатларда
Мухбиримиз миһрибан
2010.07.22
2010.07.22
Бир һәптидин буян, 2009 - йили йүз бәргән " 5 - июл үрүмчи" вәқәси һәққидә, чәтәл мухбирлириниң зияритини қобул қилғанлиқи һәм уйғур аптоном райони һөкүмәт даирилиригә райондики вәзийәт һәққидә тәклип сунғанлиқи үчүн, 2009 - йили 1 - өктәбир күни, уйғур аптоном райони қанун органлири тәрипидин, "дөләт бихәтәрликигә зиян йәткүзгән"дегән җинайәт билән қолға елинған ғәйрәт ниязниң, хитай қанун органлири тәрипидин қандақ җазаға һөкүм қилиниши һәққидики мулаһизиләр хәлқара мәтбуатлардики қиззиқ темиларниң биригә айланди.
Уйғур биз ториниң саһиби, мустәқил тәтқиқатчи илһам тохтиниң билдүрүшичә, уйғур аптоном районлуқ қанун органлири ғәйрәт ниязниң аилисигә униң делоси үстидин, мушу һәптиниң чаршәнбә күни йәни 21 - июл сот ечилидиғанлиқини уқтурған болсиму, әмма улар түнүгүн кәчкичә сот ечилғанлиқи һәққидә һичқандақ учурға еришәлмигән.
Түнүгүн америка уйғур уюшмисиниң тор бетидә, " ғәйрәт нияз делоси үстидин ечилидиған сот 28 - июлға кечиктүрүлгәнлики һәққидики хәвәр берилгән болсиму, әмма уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт даирилири һазирғичә бу һәқтә һичқандақ учур бәрмиди.