Бир қисим даңлиқ хитай паалийәтчиләр уйғур журналист ғәйрәт ниязниң 15 йиллиқ кесилгәнликигә наразилиқ билдүрүп имза топлашқа башлиған
Мухбиримиз җүмә
2010.07.31
2010.07.31
Хәт хоңкоңдики хитай кишилик һоқуқ қоғдиғучилири тәшкилати тәрипидин елан қилинған.
Ғәйрәт нияз " 5 - июл үрүмчи вәқәси" һәққидә ғәрб мәтбу’атлириға пикир баян қилған иди. Хәткә хитайдики даңлиқ кишилик һоқуқ адвокати тең бяв вә хитай иҗтимаий пәнләр академийисиниң сабиқ қанун тәтқиқатчиси фән яфең қатарлиқлар имза қойған.
Хәт җүмә күни "уйғурбиз" торидиму елан қилинған иди.
Тең бяв вә фән яфеңлар бирләшмә агентлиқиға мәзкур хәткә имза қойғанлиқини дәлиллигән.
Өткән һәптә хәлқарадики нопузлуқ кишилик һоқуқ тәшкилатлириму арқа - арқидин баянат елан қилип, хитайниң ғәйрәт ниязға 15 йиллиқ қамақ җазаси бәргәнликини әйиблигән иди.