Хитай сақчи даирилири уйғур журналист ғәйрәт ниязни қолға алған
Мухбиримиз әркин
2009.10.30
2009.10.30
Хәвәрләргә қариғанда, хитай сақчи даирилири ғәйрәт ниязни 1 - өктәбир күни өйидин елип кетип 3 күндин кейин униң юқириқи сәвәбтин қолға елинғанлиқини уқтурған.
Вәқәдин хәвәрдар әрбапларниң чәтәл ахбарат вастилириға ашкарилишичә, ғәйрәт ниязниң аилә тавабатидикиләр ғәйрәтниң қолға елиниши униң "5 - июл вәқәси"дин кейин чәтәл мәтбуатлириниң зияритини қобул қилип, уйғур аптоном райони даирилирини тәнқидлигәнлики билән мунасивәтлик икәнликигә ишинидиғанлиқини билдүргән.
Ғәйрәт нияз "5 - июл вәқәси" йүз бериштин бир күн бурун уйғур аптоном райониниң рәиси нур бәкри билән болған савақдашлиқ мунасивитидин пайдилинип униң билән көрүшүп, уни тор бетидики муназириләрдин хәвәрдар қилған шундақла нур бәкридин 5 - чесладики намайишниң миллий тоқунушқа айлинип кетишиниң алдини елишни тәләп қилған.
Лекин нур бәкри ғәйрәт ниязниң агаһландурушиға қулақ салмиған иди. Ғәйрәт нияз илгири америка бирләшмә агентлиқи мухбириниң зияритини қобул қилип, "бәзидә сиз, җуңгода һәтта кишилик һоқуқни қоғдисиңизму, әгәр кичиккинә ашурувәтсиңиз балаға қалисиз" дегән.