Гуаңдуңниң әмәлдари ваң яң 18-қурултай давамида ислаһат шоарини тәкитлиди
2012.11.09
“компартийә әзаси демәк, әслидә ислаһатчи демәктур” дегән ваң яң, гуаңдуң өлкисиниң ислаһатниң нәтиҗилирини көргәнликини, шуңа гуаңдуңниң вә пүтүн җуңгониң ислаһат йолида давамлиқ илгириләйдиғанлиқини билдүргән. Гәрчә ваң яң конкрет сиясий ислаһат һәққидә тохталмиған болсиму, униң сәзгүр бир мәзгилдә ислаһат сөзини тәкитлиши көзәткүчиләрниң диққитини тартти; чүнки ваң яң нөвәттә хитайниң алдинқи қатардики рәһбәрлири арисида ислаһатчи пикир вә позитсийиси билән тонулған шәхсләрдин бири.
У 2009-йили 5-июл вәқәси йүз бәргәндә вәқә һәққидә мустәқил пикир баян қилған әмәлдарлардин бири болуп, у шу чағдики сөзидә, уйғур районида йолға қоюлуватқан милләтләр сияситидә мәсилә барлиқини ашкара баян қилған.
Нөвәттә бәзи көзәткүчиләр, ваң яңниң сиясий бюрониң даимий комитети әза болуп кириш- кирәлмәслики, хитайниң буниңдин кейинки сиясий йөнилиши һәққидә бәлгә берәләйдиған бир ишарәт дәп қарашмақта.