Ғулҗида 'төтни ениқлаш, төтни игиләш' хизмити күчәйтилидикән
Мухбиримиз ирадә
2010.10.28
2010.10.28
Хитай даирилири бу йил яз айлиридин башлап бу хил һәрикәтни йолға қойған болуп, бу һәрикәтниң асаслиқ йәнила уйғурларни нишан қилғанлиқи мәлум болған, чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилири буниң уйғурларниң кишилик һоқуқлириға қилинған йәнә бир қетимлиқ таҗавуз икәнликини илгири сүрүшмәктә.
Мәлум болушичә, төтни игиләш, төтни ениқлаш һәрикити бойичә һәрқайси йеза - кәнт кадирлириниң сиясий көз қариши тәкшүрүлидиған болуп, хәвәрдә һәр дәриҗилик кадирларниң йилда бир қетим өз әһвалини хуласилиши, һәркүни әтигәндә йиғин ечиши, һәптидә бир қетим хуласә йиғин ечишта чиң туруши тәләп қилинған.
Радиомиз илгири бу һәқтә игилигән учурлардин уйғур елидики кәнт - йезиларда кадирларниң өзлиригә тәқсим қилип берилгән сан бойичә, өйму - өй кирип уйғур аһалилиридин әһвал игиләватқанлиқи мәлум болған иди.