Германийә ташқи ишлар министири хитайни кишилик һоқуққа һөрмәт қилишқа дәвәт қилди
Мухбиримиз үмүдвар
2010.01.17
2010.01.17
Әнглийә радио - телевизийә ширкити б б с ниң бу һәқтики хәвиридә илгири сүрүлүшичә, гуйдо вестервел өзиниң хитай ташқи ишлар министири яң җечи билән көрүшкәндә кишилик һоқуқ мәсилиси һәмдә аз санлиқ милләтләрниң һоқуқлирини қоғдаш вә тибәт мәсилисини оттуриға қойғанлиқи, яңниң бу мәсилидә икки тәрәпниң охшимиған пикри мәвҗут икәнликини етирап қилғанлиқини билдүргән. Әмма, хәвәрдә аз санлиқ милләтләр мәсилиси қатарида уйғур мәсилисиниң қанчилик дәриҗидә тәкитләнгәнлики һәққидә мәлумат йоқ.
Бирақ, гуйдо вестервел йәнә өзиниң сөһбәт җәрянида хитайниң интернет алақилириға болған чәклимиси мәсилисиниму оттуриға қойғанлиқини тәкитлигән.
Гуйдо вестервел германийә парламентиниң бир қисим әзалири вә карханичиларни башлап хитайда икки күн зиярәттә болған. Униң вен җябав билән болған учришишида , вен җйбав җуңгониң қәтий тәврәнмәй ишикни сиртқа ечиветиш сияситини давамлаштурудиғанлиқини билдүргән.
Гуйдо вестервел, вен җябав билән көрүшкәндин кейин мухбирларға, "аҗиз топлуқлар (хәлқләр) ниң ахбарат вә сөз әркинликини қоғдаш германийә дипломатийисиниң муһим алдинқи шәрти"дәп тәкитлигән.