Германийә хитайға қаратқан иқтисади ярдәмни тохтитидиғанлиқини җакарлиди
Мухбиримиз җүмә
2008.09.22
2008.09.22
Хәвәрдә нәқил елип көрситилишичә, германийә тәрәққият министири һәйдемари зеул ханим, хитайға қаритилған мәбләғ селиш вә иқтисад ярдәм бериш әндизисигә хатимә беридиғанлиқини билдүргән болсиму, әмма кәлгүсидә хитай билән болған һәмкарлиқ, екологийилик муһитни қоғдаш, енергийә үнүмдарлиқи вә йеңилиғили болидиған енергийә қурулуши җәһәтләрдә болидиғанлиқини чәткә қақмиған.
Илгири германийә мутәхәссислири хитай иқтисадиниң тәрәққий қиливатқанлиқини шу сәвәбтин хитайниң германийиниң иқтисади ярдимигә моһтаҗ әмәсликини оттуриға қоюп келиватқан иди.
Мәлум болушичә, өткән йили германийә хитайға 97.7 Милйон доллар тәрәққият ярдими бәргән болуп, әмма бу йил беридиған ярдәм тоғрисида һазирғичә вәдә қилмиған.