Германийә сақчилири 4 нәпәр хитай җасус гумандариниң өйидә ахтуруш елип барған
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2009.11.24
2009.11.24
Хәвәрдә билдүрүлүшичә, мәзкур гумандарлар германийидики уйғурларға қарши ишпийонлуқ гумани билән тәкшүрүлгән.
Франсийә ахбарат агентлиқи герман сақчилиридин вәқә һәққидә мәлумат сориғинида, сақчилар 4 нәпәр хитай җасус гумандариниң өйигә бесип кирип тәкшүрүш елип барғанлиқини ашкарилиған әмма, тәкшүрүшниң нәтҗиси һәққидә тәпсилий мәлумат беришни рәт қилған.
Германийидә нөвәттә 500 дин артуқ уйғур яшайду. Дуня уйғур қурултийиниң баш шитаби миюнхенда, шәрқи түркистан учур мәркизи, шәрқи түркистан явропа бирлики қатарлиқ ғоллуқ тәшкилатларму германийидә паалийәт елип бармақта. Шуңа хитай җасуслуқ оргининиң германийигә нуқтилиқ көз тикиватқанлиқи билинмәктә.