Гогул ширкити ғәрб әллирини хитайға бесим ишлитишкә чақирди

Дунядики әң чоң издәш матори болған гогул хитайниң интернет үстидики чәклимисиниң әркин тиҗарәткә еғир тосалғу пәйда қиливатқанлиқини билдүрүп, америка вә яврупа әллирини хитайға бесим ишлитишкә чақирди.
Мухбиримиз ирадә
2010.06.10

Б б с ниң хәвәр қилишичә, гогул ширкитиниң баш адвокати давид җуммонд мухбирларға қилған сөзидә, "хитай һөкүмити интернетқа қоюватқан чәклимә -- кишилик һоқуққа дәхли - тәрүз қилиш билән биргә, әркин тиҗарәткиму хилап бир һәрикәт" дегән вә хитай һөкүмитиниң бу арқилиқ хитайда тиҗарәт қиливатқан чәтәл ширкәтлирини зиянға учритиватқанлиқини әскәрткән.

Гогул ширкитиниң адвокати давид җуммонд бу мәсилиниң һәр қайси дөләт һөкүмәтлири хитайға бесим ишләткәндила һәл болидиғанлиқини ейтқан. Мәлум болушичә, у йеқинда америка, франсийә вә германийә қатарлиқ дөләт һөкүмәтлири билән мәзкур мәсилә һәққидә учришиш елип баридикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.