Голландийә парламент әзаси палмер, дуня 5-июл үрүмчи қанлиқ вәқәсиниң йәнә йүз беришигә қәтий йол қоймаслиқи керәк, деди

Голландийә сотсиял демократлар партийисиниң парламент әзаси палмер, германийә, белгийә вә голландийидики бир қисим уйғур, тибәт, моңғул вә хитай демократийә актиплириниң пикир алмаштуруш йиғинида агаһландуруп, дуня хитайда 1989-йилдики тйәнәнмин қирғинчилиқи вә 5-июл үрүмчи қанлиқ вәқәсиниң йәнә йүз беришигә қәтий йол қоймаслиқи керәк, дәп көрсәткән.
Мухбиримиз әркин
2011.03.25

У бу сөзләрни голландийә парламентиниң бәзи әзалири бу һәптә германийә, белгийә вә германийидики бир қисим уйғур, тибәт, моңғул вә хитай демократийә актиплирини голландийигә тәклип қилип, улар билән елип барған сөһбәт йиғинида тәкитлигән. Бу қетимқи сөһбәт йиғини оттура шәрқ әллиридә партлиған “ясимән гүли инқилаби” вә хитай оттура шәрқтики бу инқилабниң хитайда қозғиған тәсиригә мунасивәтлик мәсилиләр һәққидә пикир алмаштурушни мәқсәт қилған иди.

Сөһбәт йиғиниға қатнашқан голландийидики уйғур паалийәтчилиридин ғәйрәт әпәндиниң радиомиз мухбириға билдүрүшичә, парламент әзаси палмер 5-июл вәқәсини алаһидә тилға елип “үрүмчидики 5‏-июл вәқәси һәргиз қайта йүз бәрмәслики керәк. Уйғур хәлқи елип барған намайиш мәйли хәлқара қанунлар нуқтисидин болсун, хитайниң өзиниң қанунида болсун тамамән қанунлуқ. Бу йол қоюш керәк болған, хәлқниң түп һаятлиқ һоқуқи” дегән.
Хитай һөкүмити оттура шәрқтики әлләрдә “ясимән гүли инқилаби” партлиғандин кейин, ички өлкилиридә бихәтәрликни күчәйтип, өктичи затларни нәзәрбәнд қилиш билән қалмай, уйғур аптоном районидиму бихәтәрликни күчәйтип, уйғур паалийәтчилирини тутқун қилишни җиддийләштүргән иди.

Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим алдинқи күни австралийә парламентида сөзлигән сөзидә, хитай һөкүмитиниң оттура шәрқтики сиясий боран-чапқундин чөчүп кетип, уйғурларни тәқиб қилишни күчәйткәнликини илгири сүргән иди.

Лекин, уйғур аптоном райони парткоминиң секретари җаң чүншйән, өткән ай бейҗиңда уйғур елидә оттура шәрқтики “ясимән инқилаби” партлаш еһтималини рәт қилған, лекин һәр хил еһтималлиқларға қарши тәдбир алидиғанлиқини билдүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.