Гүәнтанамо түрмисидики уйғурлар обамадин өзлириниң техичә қоюп берилмәсликигә җаваб беришни тәләп қилди
Мухбиримиз гүлчеһрә
2009.06.02
2009.06.02
Франсийә ахбаратиниң сәйшәнбә күнидики хәвиригә қариғанда, йеқинда гүәнтанамони зиярәт қилған мухбирлар бу җайда тутуп туруватқан уйғурларни зиярәт қилғинида, гүәнтанамодики 17 нәпәр уйғур обама һөкүмитидин өзлирини қоюп бәрмәсликиниң сәвәбини сориған һәмдә америка һөкүмитиниң өзлирини гунаһсиз дәп җакарлиған туруп һазирғичә тутуп туруватқанлиқини әйиблигән.
Улар мухбирларға " адаләт дегән қени?", "бизгә әркинлик керәк", "биз илгири хитайда езилгән, биз америкида иккинчи қетим езилишкә учраватимиз," дегән һәмдә обама һөкүмитиниң өзлирини тездин әркинликкә чиқиришни тәләп қилған.
Гүәнтанамодики уйғурларниң адвокатлириниң ипадилишичә, гәрчә бу 17 нәпәр уйғур, гүәнтанамо һәрбий түрмисидики еғир җазалидиған җинайәтчиләрдин айрилип,игвана лагери дәп аталған үсти очуқ, бир қәдәр әркин түрмидә туруватқан болсиму, йәнила мәһбус қатарида тутуп турулмақта шундақла йәттә йилдин бери бу уйғурларниң роһий җәһәттин тартқан азаблирини тәсвирләш тәс болсиму,уларниң башқа мәһбусларға қариғанда роһий һалити интайин турақлиқ икән.
Бу уйғурларниң тәрҗиманлиқиға қатнашқан бир нәпәр тәрҗиманниң билдүрүшичә, егванаға чиққандин кейин бу уйғурлар өзлири әмгәк қилип көктат һәм қоғун териған болуп, уларниң чүникидә икки тал чилгә чүшкән икән. Бу уйғурларниң 7 йилдин буян мәһбуслуқ һаятида тунҗи қетим өз қоли билән әмгәк қилип мевисини көрүши һесаблиниду.