Гуәнтанамодики уйғурлардин албанийигә йәрләшкән уйғурлар өзлириниң әһвалини билдүрди
2012.01.10
Абабәкри қасим франсийә мухбириға, гәрчә америка һөкүмити уларни “дөшмән җәңчилири әмәс” дәп қоюп бәргән болсиму, әмма хитайниң нәзиридә улар йәнила “террор гумандари” дәп қаралғанлиқи үчүн, өзиниң хитайға қайтип, көрүшмигили 12 йил болған, илгирики аяли һәм 3 балисини көрүш имканийитиниң йоқлуқини билдүргән.
Әмма у йәнә интернет арқилиқ аяли һәм балилири билән көрүшүп туруватқанлиқини, албанийиниң тирана шәһиридики пизаханида ишләп тапқан пули арқилиқ, албанийидики аилисиниң чиқимидин ешинип, вәтәндики балилириға аз тола пул әвәтип турғанлиқини билдүргән. Абабәкри қасим йәнә өз арзусини билдүрүп, күнләрниң биридә шәрқий түркистан мустәқил болғинида, вәтәнгә қайтишни арзу қилидиғанлиқини билдүргән.
Мәлум болушичә гуәнтанамо түрмисидин қоюп бериш қарар қилинған уйғурларниң һазирғичә 17 нәпири хитай һөкүмитиниң наразилиқиға қаримай, албанийә, бермуда, палав, шветсийә қатарлиқ дөләтләргә йәрләшкән. Йәнә 5 нәпири уларни қобул қилишни халайдиған мувапиқ дөләт вә районларни күтмәктә икән.