Гүәнтанамодики уйғурлар палавға беришқа қошулди

Гүәнтанамодики уйғурларниң адвокати бирләшмә агентлиқиға билдүргән хәвәрләргә қариғанда, мәзкур уйғурларниң бир қисимни палав җумһурийитигә йәрләштүрүш келишими пүтүшкә аз қалған.
Мухбиримиз җүмә
2009.08.05

Һазир гүәнтанамода 13 нәпәр уйғур тутуп турулуватқан болуп, илгири буларниң һәммисини тинч окяндики арал дөлити палавға йәрләштүрүш пикри күчәйгән болсиму, әмма бу уйғурлар палавға беришни халимиған болғачқа, бу һәқтики ғулғула сәл пәсийип қалған иди.

Хәвәрдә көрситишичә, гүәнтанамодики уйғурларниң адвокатлиридин бири болған җорҗ кларк, америка ташқи ишлар министирлиқидики бир қисим әмәлдарларниң дүшәнбә күни гүәнтанамодики уйғурлар билән көрүшкәнликини, һәмдә бир қисим уйғурларниң палавға беришқа қошулғанлиқини билдүргән.

Адвокат җор кларк, һазир гүәнтанамода туруватқан 13 нәпәр уйғурниң һәммиси болмисиму, 4 тин көп адәмниң палавға беришқа қошулғанлиқини билдүргән.

Бу йил июнда палав һөкүмити гүәнтанамодики уйғурлариниң һәммисини қобул қилидиғанлиқини билдүргән болсиму, әмма гүәнтанамодики уйғурлар мәзкур тәклипни рәт қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.