Барак обама гогул ширкитигә қаритилған интернет һуҗумлиридин хатирҗәмсизләнгәнликини билдүрди вә хитайдин бу һәқтә җаваб тәләп қилди

Ақсарайниң җүмә күни билдүрүшичә, америка президенти барак обама гогул ширкитигә қаритилған интернет һуҗумлиридин хатирҗәмсизләнгәнликини билдүрди вә хитайдин бу һәқтә җаваб тәләп қилди.
Мухбиримиз җүмә
2010.01.23
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Бу һәқтики хәвәрләр америка - хитай дипломатлири хитайда гогулға қаритилған чәкләш вә интернет һуҗумлири тоғрисида сөһбәт елип барғандин кейин мәйданға чиққан.

Өткән һәптә, дунядики әң чоң интернет издәш матори ширкити – гугул, хитайда гугул абуничилири, болупму кишилик һоқуқ паалийәтчилири вә өктичиләргә қаритилған интернет һуҗумлириниң күчәйгәнлики вә уларниң елхәтлириниң хитайда даим хаккерлар тәрипидин ечиветилидиғанлиқини оттуриға қойған. Гугул баянатида, әгәр хитайда бу хил әһваллар йәнә давамлашса хитайдики содисини тохтитидиғанлиқини билдүргән иди.

Франсийә агентлиқида көрситишичә, бу һәқтә тохталған ақсарай ярдәмчи баянатчиси бил буртон: " президент ейтқандәк у гугул хитайда йолуққан интернет хәвпсизлики мәсилисидин давамлиқ хатирҗәмсизләнмәктә. Ташиқи ишлар министири клинтон ханим алдинқи күни ейтқандәк, биз һәммимиз хитайниң буларға җаваб беришини күтүватимиз" деди.

Гугул мәсилиси оттуриға чиққандин кейин америка - хитай мунасивәтлиридә муәййән дәриҗидә җиддийлик көрүнүшкә башлиған иди.

 Америка ташқи ишлар министири клинтон ханим пәйшәнбә күни, хитай даирилирини гугул вә башқа америка ширкәтлириниң һуҗумға учраш қилмишлирини тәкшүрүшкә қистиған. Һалбуки хитай даирилири клинтон ханимниң сөзлириниң икки дөләт мунасивәтлиригә дәхли йәткүзидиғанлиқини тәкитләп, америка даирилириниң тәләплирини рәт қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.