Google Билән америка дөләт бихәтәрлик идариси һәмкарлишип, хакерларға тақабил турушни ойлашмақтикән
Google Ширкити йеқинда хитай хакерлириниң һуҗумиға учриғанлиқини елан қилип,гези кәлсә хитайдики сода мәшғулатини тохтитидиғанлиқини агаһландурған иди.
Бу һәқтики хәвәрләрдә әгәр Google ширкити билән америка дөләт бихәтәрлик идариси келишим һасил қилалиса, дөләт бихәтәрлик идариси Google ширкитигә ярдәмлишип, хакерларниң һуҗумиға аит учурларни анализ қилидикән шундақла Google вә тор қолланғучиларни қоғдайдикән.
Google Ширкити йеқинда хитай хакерлириниң Google архипиға кирип, өктичи затларниң Google дики хәт сандуқиға киргәнлики шундақла хитай даирилириниң Google ға бесим ишлитип, учурға чәклимә қоюшни тәләп қилғанлиқини илгири сүргән иди.
Бу вәқә америка билән хитай арисида талаш - тартиш қозғиған болуп, америка һөкүмити хитайниң вәқәни тәкшүрүшини вә тәкшүрүш нәтиҗисини ашкара елан қилишини тәләп қилған.
Бу һәқтики хәвәрләрдә йәнә, америка дөләт бихәтәрлик идариси билән Google ширкити һәмкарлашса, дөләт бихәтәрлик идариси тор қолланғучиларниң Google дики һесаб номури яки хәт сандуқиға кирәлмәйдиғанлиқини, Google ширкитиниң дөләт бихәтәрлик идарисини өзиниң учур амберидики мәлуматлар билән тәминлимәйдиғанлиқини илгири сүргән.