'Гогул мәсилиси чәтәл ширкәтлирини хитайға мәбләғ селишта иккиләндүрүп қоюши мумкин'
Мухбиримиз ирадә
2010.01.28
2010.01.28
Америка сода министири сөзидә хитай һөкүмитигә чақириқ қилип, очуқ - ашкарә вә қанунға асасән иш қилғандила америка ширкәтлирини хатирҗәм қилалайдиғанлиқини, әксичә болғанда чәтәл ширкәтлириниң хитайға болған қизиқишини йоқитип қойидиғанлиқини ейтти.
Б б с ниң хәвәр қилишичә, һазир әнглийидә ечиливатқан афғанистан йиғиниға қатнишиватқан америка ташқи ишлар министири һилларий клинтон ханим йиғин җәрянида хитай ташқи ишлар министири билән учришип, гогул мәсилиси үстидә кеңәшни давам қилидиғанлиқини билдүрүшкән.
Пәйшәнбә күни хитай тәрәп баянат берип: "гәрчә америка - хитай мунасивәтлиридә йеқиндин бери гогул мәсилиси, тәйвәнгә қорал сетип бериш қатарлиқ бир қатар сүркилишләр болған болсиму, әмма хитай йәнила америка билән һәмкарлиқни давам қилдурушни арзу қилиду," дегән.