Уйғур районидики даириләр тунҗи қетим “тәрәққияттин һәр милләт тәң бәһримән болуш” ни еғизиға алди
Мәлум болушичә, оттуриға қоюлған чақириқлардин пәқәт бири йеңи вә диққәткә сазавәр болуп, бу тәшәббуста райондики тәрәққияттин һәр милләт хәлқини тәң бәһримән қилиш тилға елинған. Бүгүнгә қәдәр хитай даирилири, уйғур мәсилиси һәққидә хәлқараға җаваб беришкә тоғра кәлгәндә, уйғур районидики тәрәққиятларни, хитайниң милләтләр сияситиниң парлақ нәтиҗиси дәп тәсвирләп кәлгән.
Район вәзийитини көзәткүчиләр болса, райондики мәсилә районниң тәрәққий қилған-қилмиғанлиқ мәсилиси әмәс, бу тәрәққияттин уйғурларниң бәһримән болалмайватқанлиқи мәсилиси дәп көрсәткән. Хитай даирилириниң мәзкур тәшәббусни тасадипий еғиздин чиқарғанлиқи вә яки җиддий бир музакиридин кейин тәшвиқат яки сиясәт луғитигә киргүзгәнлики һазирчә мәлум әмәс.