Америка президенти барак обама америка әскәрлиригә еһтирам билдүрди
2011.05.31
Дүшәнбә күни виргинийә штатидики арлиңтон қурбанлар хатирә қәбристанлиқида америка тарихидики урушта қурбан болған һәрбий хадимларни хатириләш мурасими өткүзүлди. Мурасимда америка президенти барак обама һәр йилқи адәт бойичә урушта қурбан болған америка һәрбий хадимлириниң хатирә мунариға гүлчәмбирәк қоюш билән биллә, нутуқ сөзләп барлиқ америка һәрбий хадимлириға еһтирам билдүрди.
Обама өз нутқида америка үчүн җенини пида қилған қәһриманларни америка дөлити һәм хәлқиниң мәңгү хатириләйдиғанлиқини билдүрүп, мурасимға қатнашқан қурбанлар аилисидин һал сориди.
Радиомиз игилигән учурлардин мәлум болушичә, нөвәттә америкиға йәрләшкән уйғурлар арисидиму америка армийисидә һәрбий вәзиписини өтәватқан уйғурлар сани ашмақта икән. Бу йилқи қурбанларни хатириләш мурасимиға америкиниң виргинийә штатидики бир қисим уйғурларму қатнашқан. Мурасимға қатнашқан бир уйғур бу қетимқи мурасимда өзиниң америка армийисиниң пүтүн дуня инсанлириниң демократийидин һәм әркинликтин бәһримән болуши үчүн көрсәткән пидакарлиқидин толиму тәсирләнгәнликини билдүрди.