Һиндистан даирилири һәрбий иқтидарини ашуридиғанлиқини билдүрди

Һиндистан даирилири хитай-пакистан арисида барғанчә күчәйтиватқан мудапиә мунасивәтлиригә диққәт қиливатқанлиқи вә бу сәвәбтин өз һәрбий иқтидарини ашуридиғанлиқини билдүрди.
Мухбиримиз җүмә
2011.05.21

Җүмә күни йеңи деһлида бу һәқтики соалларға җаваб бәргән һиндистан дөләт мудапиә министири а к антони: бу биз җиддий диққәт қиливатқан ишлар.Буниңдики әң муһим нуқта өзимизниң һәрбий иқтидарини ашуруштур. Мана бу бирдин бир һәл қилиш чариси, деди.

Пакистан баш министири йүсүп риза җилани хитай зияритини аяғлаштурғанда хитайниң пакистанға 50 данә йеңи типтики JF-17 Типлиқ күрәшчи айропилан сетип беришкә һәм бу айропиланларни пакистан билән бирликтә ишләп чиқиришқа қошулғанлиқи хәвәр қилинған иди.

Пакистан баш министириниң хитай зиярити осама бин ладенниң пакистанда өлтүрүлүши сәвәблик америка-пакистан мунасивәтлири җиддийләшкән пәйтләрдә елип берилған иди.

Һиндистан мудапиә министири йәнә 2012-йили мартниң ахири 126 күрәшчи айропилан сетивелишни пилан қилғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.