Һиндистан хитайға зәрбә берәләйдиған башқурулидиған бомбисини көрсәтти

Һиндистан шәнбә күни хитайниң һәр қандақ шәһиригә зәрбә бериш иқтидариға игә әң йеңи типтики башқурулидиған бомбисини дөләт байрими мунасивити билән өткүзгән парат көрикидә ашкарилиди.
Мухбиримиз җүмә
2013.01.26


Һиндистан бу нөвәт параттин өткүзгән “анги ( ялқун) 5” типлиқ мәзкур йирақ мусапилик башқурулидиған бомбини өткән апрел синақ қилған иди.

Бу бомбиниң учуш мусаписи 5 миң километир болуп, хитайниң һәммә йеригә йетип баралайдикән.

Мәлум болушичә, бу башқурулидиған бомба ядро оқ беши елип йүрүш иқтидариға игә болуп, һиндистан дөләт мудапиәсидики зор тәрәққиятларниң бир икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.