Һиндистан хитайниң далай лама һәққидики наразилиқини рәт қилди
Мухбиримиз әркин
2009.10.01
2009.10.01
Далай лама бу йил 11 - айда аруначални зиярәт қилидиғанлиқини елан қилған, лекин хитай һөкүмити далай ламаниң аруначални зиярәт қилиш пиланиға қарши чиққан иди.
Һиндистан ташқи ишлар министири кришна һиндистан телевизийә қанилиниң зияритини қобул қилғанда сөзлигән бу һәқтики бир сөзидә " далай лама бир диний рәһбәр, у сияси баянат елан қилмиған асаста қәйәргә беришни халиса һиндистандики шу җайни зиярәт қилалайду" дегән.
Далай ламаниң аруначални зиярәт қилишни елан қилған мәзгили хитай - һиндистан арисидики чегра ихтилапи күчийип, хитай асия тәрәққият банкисиниң аруначал прәдиш штатиға 60 милйон доллар қәрз беришигә қарши чиққан мәзгилләр иди.