Хоңкоңда хитай һөкүмитиниң йеңи дәрсликигә қарши намайиш болди
Мухбиримиз үмидвар
2012.07.29
2012.07.29
Б б с агентлиқиниң йезишичә, намайишни тәшкиллигәнләр тәхминән 90 миң адәмниң намайишқа қатнашқанлиқини билдүргән, бирақ сақчи тәрәп викторийә мәйданиға топланған адәм саниниң 19 миңдин артуқ икәнликини әскәрткән. Намайишчилар бу йил 9 - айдин етибарән башлинидиған мәзкур оқутуш программисини әмәлдин қалдуриветишни тәләп қилған.